Париждики хәлқара асарә әтиқә сода базирида уйғурларға даир бир парчә қәдимий сүрәт сетилған
2016.04.11
Игилишимизчә, 8-апрел фирансийә пайтәхти париж 9-райондики “дағу хәлқара асарә әтиқиләр базири” да уйғурларға даир бир парчә қәдимий сүрәт сетилған.
Зияритимизни қобул қилған париж 9-райондики мәзкур асарә әтиқиләр сода базиридики байҗан ханим уйғурларға даир сүрәт һәққидә тохтилип:“бүгүн базарда йипәк шайи рәхтқә чүшүрүлгән, саз челип олтурған бир уйғур қизиниң сүрити ким артуқ қилип сетилди” деди.
Йипәк шайи рәхтгә чүшүрүлгән, дуттар челип олтурған уйғур қизиниң сүритини ким артуқ қилип сетиш содисиға қатнашқан, узундин бири париждики асарә әтиқә сода мәркизидә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғур содигәрләрдин әхәт әли һаҗим мәзкур сүрәт һәққидә қисқичә учур берип өтти.
Әхәт әли һаҗимниң ейтишичә, париж 9-райондики қәдимий асарә әтиқиләр сода базири хәлқарадики әң бүйүк сода мәркәзлиридин бири болуп, бу йәрдә һәр күнлүки дегүдәк дуняниң һәр қайси җайлиридин топланған асарә әтилиқәр ким артуқ қилип сетилидикән.
Японийәдики уйғур зиялийлиридин доктор турмуһәммәт һашимниң илгири сүрүшичә, һазир токйодики қәдимқий асарә әтиқә сода мәркәзлиригиму қәдимий уйғур гиләмлири көпләп қоюлған болуп, уйғур гиләмлири тарихиниң узунлуқи, рәңдарлиқи вә өзгичә тоқулуш услуби билән японийәгә кәң тонулған.
Париждики асарә әтиқиләр содигири әхәт әли һаҗимниң билдүрүшичә, мәзкур сода базирида йәнә тибәтлик содигәрләр өзлиригә аит асарә әтиқиләрни көпләп сетивалидикән.
Париж 9-райондики мәзкур хәлқара асарә әтиқиләр базиридин игилишимизчә, йеқинда қәдимқий уйғур йезиқида йезилған “тәзкерәий әвлия” намлиқ китабниң копий нусхиси байқалған болуп, һазир бир қисим асарә әтиқә содигәрлири мәзкур китабниң әсли нусхисини издәшкә киришкән.
Уйғур елида нәшр қилинған тарихий китабларда көрситилишичә, париждики шәрқ тиллири мәктипиниң түркий тиллар кафедрасини башқурған франсоз шәрқшунас етен катремер 1841-йилли парижда “шәрқий түрк әдәбияти хрестоматийәси” ниң биринчи қисмини нәшр қилған болуп, униңға навайиниң “муһакимәтул луғәтәйин” вә “тарихий мүлки әҗәм” намлиқ әсәрлири киргүзүлгән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.