Қазақистандики “инайәт җәмийәтлик бирләшмиси” иш-паалийитини тонуштурди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.05.14
2013.05.14
Қазақистанда паалийәт елип бериватқан уйғур җәмийәтлик бирләшмилири миллий тарихни өгиниш, мәдәнийәтни тәрғиб қилиш, өрп-адәтләрни сақлаш, турмуш тирикчилики еғир аилиләргә маддий ярдәм көрситиш, яшларни тәрбийиләш вә башқиму хәйрхаһлиқ ишлирини елип беришта актиплиқ көрсәтмәктә.
Шуларниң бири “инайәт җәмийәтлик бирләшмиси” өткәнки йили қурулған болуп, әнә шундақ паалийәтләрни елип бериватмақта.
“инайәт җәмийәтлик бирләшмиси” ниң бир йил давамида қилған ишлири тоғрисида униң иҗраий мудири, филологийә пәнлириниң намзати һәдийәм әхмәтова мәлумат бәрди.