Алматада өткән яшлар арисида бокс бойичә хәлқара мусабиқигә уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.14
Uyghur-eli-yash-bokschiliri-tenherket.jpg Уйғур ели яш боксчилири трәнәрлири билән. 2015-Йил 12-декабир, алмата.
RFA/Oyghan

Һәр йили алмата шәһиридә атақлиқ боксчи, қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән тренери меңгерей хайрутдиноф хатирисигә беғишланған бокс бойичә хәлқара мусабиқә өткүзүлүп туриду.

Униңға қазақистанниң һәр хил шәһәрлириниң бокс кулублириниң, оттура асия җумһурийәтлири, шундақла русийә, куба, әзәрбәйҗан вә башқиму мәмликәтләрниң яш тән-һәрикәтчилири қатнишип, өзлириниң маһирлиқини намайиш қилип кәлмәктә. Бу мусабиқигә шундақла уйғур райониниң боксчилириму пат-патла қатнишиду. Мәсилән, 2011-йили өткән мусабиқидә уйғур тәнһәрикәтчилири хели утуқларға еришкән иди. Атап ейтқанда зулпиқар мәһәммәтәли алтун медалға, алим һошур күмүч медалға, қурбанҗан чоң, абдуреһим ибраһим, әйса қарилар болса, мис медалға еришкән. Буниңдин ташқири уйғур райониниң йәнә бир маһир боксчиси мәмәт турсунму қазақистанда өткән мусабиқиләрдә асия чемпийони аталған иди.

Алматада өткән бу қетимқи 14-хәлқара мусабиқигә йәттә дөләттин 160 боксчи қатнашти. Омумий нәтиҗә бойичә қазақистанлиқлар алтә алтун медал билән биринчи орунни, иккинчи орунни өзбекистанлиқ тәнһәрикәтчиләр егилиди. Мәзкур мусабиқигә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридин йәттә нәпәр яш боксчи қатнашқан болуп, улардин абдурешит рәһмитулла иккинчи орунға, мәрдан мәмәт үчинчи орунға еришти.

Уйғур райониниң боксчилирини мана бир нәччә йил мабәйнидә мәшиқләндүрүп келиватқан тренер владимир зияритимизни қобул қилип, м. Хайрутдиноф хатирисигә беғишланған мәзкур мусабиқә һәққидә тохтилип, мундақ деди: “биз бу мусабиқигә әнәнә бойичә келиватимиз. Һазир чоң яштики боксчиларму илгири мушу йәргә келип, өзлириниң күчини синиған. Бу йәргә бир йил мабәйнидә өзлириниң тәҗрибисини анализ қилған тәнһәрикәтчиләр кәлди. Бу интайин яхши мусабиқә. Мусабиқә интайин күчлүк болди. Биз мана бу мусабиқигә йәттә адәм елип кәлдуқ. Бири иккинчи, бири үчинчи орунни игилиди. Лекин яшлар үчүн бу нәтиҗә яман әмәс. Бу қетимда 98-вә 99-йилларда туғулғанлар елинди. Бу яшлар мәзкур мусабиқигә дәсләп қетим қатнашсиму, амма өзлириниң күчлирини синап үлгәрди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн мабәйнидә улар билән мәшиқләрни, башқа боксчилар билән учришишларни өткүзүватимиз. Бу җәһәттә қазақистанда яхши мутәхәссисләр, тренерлар йетәрлик. Улар бизгә келип туриду. Бу қетимда биз бу йәргә кәлдуқ. Кейинки йили саттарханоф хатирисигә беғишланған мусабиқигә кәлмәкчимиз.” владимир өз сөзидә узун йиллар ташкәнттә, андин явропада ишлигәнликини, һазир болса үрүмчидә яш боксчиларни мәшиқләндүрүш билән шуғуллиниватқанлиқини илгири сүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған яш боксчи абдурешит рәһмитулла өзиниң йәткән утуқлири һәм буниңдин алған тәҗрибилири һәққидә тохталди: “мәшиқни башлиған вақтим 2010-йил 9-ай, қәшқәр шәһиридә тәнтәрбийә мәктипигә кирдим. 2013-Йил 9-айда үрүмчи сборний командиға кирдим. Бир йил мәшиқ қилип, үрүмчидә шәһәрлик 10-мусабиқидә 2-орун алдим. 2015-Йили 10-айда талдиқорғанда хәлқара мусабиқигә қатнишип, иккинчи, алматада иккинчи орунни алдим. Ата-анилирим мени қоллайду. Өзлириму боксни яхши көриду. Мәзкур синақтин өзүм боксни яхши көргәнликтин өттүм. Андин ата-анамниң үмидини ақлап, хәлқимгә хизмәт қилсам дәймән. Мән үлгә еливатқан өзимизниң командисидин чиққан асия чемпийони болған мәмәттурсун акам, қанат ислам акам бар. Чәтәллик боксчилардин қазақистанлиқ голофкин бар. Уларниң һәрикәтлиридин яхши өгәндим. Кона боксчилардин рой джонис, муһәммәт елидәк боксчиларниң һәрикитини өгәндим, бу мусабиқиләрдә ярдәм қиливатиду. Алдимда вәтинимгә ‏- үрүмчигә барғандин кейин, һазир вә униң алдида ойниған мусабиқиләрдин өзүмниң йиғқан тәҗрибилиримни җуғилап, бу мусабиқиләрдики хаталиқларни, қайсини яхши, қайсини яман қилдим шуларни үгәнмәкчимән.”

Алматада өткән бу мусабиқиниң ечилиш һәм мукапатлаш мурасимиға қазақистанниң атақлиқ боксчилири абдурешит абдурахманоф, андрей курнявка, керәм абдурахманоф, ермахан ибраһимоф, бақит сарсекбайеф вә башқилар қатнашти.

Әмди қазақистандин бокс бойичә йетилип чиқиватқан уйғур яшлири барму? бар болса улар кимләр? биз бу һәқтә қазақистанниң бокс маһири долқун камекофқа мураҗиәт қилғинимизда у мундақ деди: “уйғур балилириниң олимпик оюнлириға қатнишишини нийәт қилип, мән өзүм он йил бурун 15-20 балини йиғип, тәйярлиқ қилған. Әнә шулардин һазир йетилип чиққини миҗитоф дилмурат қазақистан бойичә яшлар арисида чемпийон болди. Қизимиз рәна пәрһатова бу йили қазақистан бойичә чемпийон болди. Һәр иккилиси чоң мусабиқиләргә тәйярлиқ қиливатиду. Улардин ташқири мушу алмата шәһиридә чемпийон болуп йүргән балиларму бар. Мәқсәт қилғинимиз шуларни дуня мусабиқилиригә, йәни бразилийәдики олимпик оюнлириға елип беришни нийәт қиливатимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.