Чәрчәндики қош апәтниң зийини еғир болуши мумкин

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.11.25
cherchen-yer-tewresh-1.jpg Йәр тәврәштә апәткә учриған уйғур аилиси. 2013-Йили 24-ноябир, чәрчән.
internet blog

Америка йәр тәврәшни көзитиш мәркизи, 24-ноябир чәрчән наһийисидә 5.6 Бал күчлүк йәр тәврәш һадисиси көрүлгәнликини елан қилди. Тәңритағ ториму бүгүн бу һәқтә хәвәр елан қилип, чәрчән наһийисиниң тура, көнчибулақ чарвичилиқ мәйдани, аччан йезиси, қорамлиқ йезилирида 2389 адәм апәткә учриғанлиқини, һазирғичә техи өлүм-йетим ишлири һәққидики учурларниң намәлум икәнликини қилди. Апәт әһвали һәққидә игилигән учурлиримиздин ашкарилинишичә, йәр тәврәш йүз бәргән даирә чәрчән наһийисиниң бир қәдәр намрат тағлиқ, чарвичилиқ районлири болуп, ток вә телефон, тор алақилири техи мукәммәл әмәс. Райондики хәлқ йәр тәврәш апити билән тәң йәнә қар апитигә дуч кәлгән.

24-Ноябир саәт 07:30:46 дә, чәрчән наһийиси (шималий кәңлик 36.8 Градус, шәрқий узунлуқ 86.7 Градус) дә 5.6 Бал йәр тәвригән, тәврәш мәнбәси чәрчән наһийә базириниң җәнубидики коинлун теғида болуп, чәрчән наһийә базириға 181 километир келидикән. Йәр тәврәшниң тәсири тура, көнчибулақ чарвичилиқ мәйдани, аччан йезиси, қорамлиқ йезилирида бир қәдәр еғир көрүлгән.

Хитай даирилири йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин, чәрчән наһийилик партком, хәлқ һөкүмити йәр тәврәшкә тақабил туруш идариси, наһийилик җ х идариси,, хәлқ ишлири, бихәтәр ишләпчиқиришни назарәт қилиш идариси қатарлиқ орунлар бирликтә, чарвичилар, кан хадимлириниң әһвали һәмдә уларниң өйлириниң, қотанлириниң зиянға учраш әһвалини игилигән. Уларниң хитай агентлиқлириға бәргән учуриға асасланғанда, 24-ноябир саәт 22:00 гичә, йәр тәврәштә 2389 адәм апәткә учрап, 10 еғиз өй өрүлүп чүшкән, 675 еғиз өйниң тамлириға дәз кәткән; 33 қотан, 10 йәм-хәшәк амбири өрүлүп чүшкән. Дәсләпки мөлчәргә қариғанда, биваситә иқтисадий зиян 2 милйон 350 миң йүәнгә йәткән. Нөвәттә адәм қаза қилиш вә ярилиниш тоғрисида мәлумат йоқ икән.

Биз чәрчән наһийилик партком билән алақиләштуқ, бир хитай секретар, апәт зийини һәққидә техи йеңи мәлумат йоқлуқи, тор вә телефон кашилиси болғачқа апәт райони билән алақилишиш тәсликини билдүрди.

Чәрчән наһийилик хәлқ һөкүмити ишханисида кечилик нөвәтчиликтә туруватқан бир уйғур кадир, қалған кадирларниң йәр тәврәш апити йүз бәргән җайларға кәткәнликини, апәтниң еғир болғанлиқини, әмма өлүш ярилиниш әһвали һәққидә техичә мәлумат елинмиғанлиқини билдүрди.

Чәрчән наһийә мәмур торидики учурларға қариғанда, йеқинқи күнләрдә йәр тәврәш апити йүз бәргән тура, көнчибулақ чарвичилиқ мәйданлирида уда қар яққан болуп һава температурисиму барғанчә төвәнлигән, бу җайлардики амма йәр тәврәш вә қар апитигә тәңла учриған болуп, даириләрниң статистика қилишичә, өрүлгән қотан вә өйләр асасән мушу икки чарвичилиқ районлирида икән. Бу апәт районлирида телефон вә ток йоллириму кашилиға учриған болуп, апәттики хәлқтин мәлумат елиш мумкинчилики болмиди. Әмма көнчибулақ апәт райониға әһвал игиләшкә әвәтилгән, наһийилик һөкүмәт хәлқ ишлири идариси кадири лю лейниң янфон номуриға телефон улидуқ, гәрчә телефон уланған болсиму, лю лей бизниң әркин асия радиосидин хәвәр игиләватқанлиқимизни билип телефонни үзди.

Наһийә ичидә олтурушлуқ бир уйғур аял, 6 бал әтрапида йәр тәвригәнликини хәвәрдин көргәнликини, йәр тәврәш апити йүз бәргән җай йирақ һәм намрат, алақилишиш қулайсиз йезилар болғачқа, апәтниң еғир болғанлиқини тәхминләватқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити 2011-йилидин кейин тәбиий апәтләр һәққидә вақтида чин хәвәр бериш һәққидә бәлгилимиләрни чиқарған болсиму, уйғур елида йүз бәргән апәт вә башқа инсанлар һаятиға тәһдит йәткән туюқсиз йүз бәргән вәқәләр даириләр тәрипидин йошуруп вә яки кечикип хәвәр қилинмақта.

2004-Йили 2-айда маралбеши наһийисиниң чоңқурчақ қатарлиқ йезилирида 7 балға йеқин йәр тәврәп, миңдин артуқ адәм өлгән, 50 миңдин артуқ адәм өй-макансиз, һәмдә үч күнгә қәдәр ярдәмсиз қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.