Даириләр хотән лайқа башланғуч мәктипидики оқуғучиларниң зәһәрлиниш вәқәсиниң сәвәбини йошурмақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.10.08
qosh-til-xoten-mektep-305 Уйғур елиниң хотән вилайитидики мәлум бир қош - тил мәктипиниң оқуғучилири.
AFP Photo

Хотән лайқа башланғуч мәктипидә оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси йүз бәргәнлики һәққидә радиомизға инкас кәлгәндин кейин мухбиримиз өткән җүмә күни мәзкур мәктәпниң мудиридин әһвал игилигән иди.

Мудир вәқәдә 51 балиниң дохтурханиға елип берилғанлиқини ейтқан, әмма балиларниң тамақтин зәһәрләнгәликини инкар қилған иди. Бүгүн мухбиримиз хотән наһийилик маарип идарисиниң башлиқидин бу һәқтә мәлумат сориди. Идарә башлиқи вәқәдә җәмий 160 балиниң дохтурханиға апирилғанлиқини ашкарилиди. У алақидар органларниң балиларниң тамақтин зәһәрләнмигәнликини ениқлап чиққанлиқини, әмма немидин зәһәрләнгәнликини техи бекитмигәнликини ейтти.

Әһвал инкас қилғучилар, даириләрниң тамақ тәминлигүчи ширкәтниң мәнпәәтини қоғдаш үчүн вәқәниң тамақтин зәһәрлиништин келип чиққанлиқини йошуруватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.