Кабулда паһишихана ачқан хитай аял 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.28
2008.06.28
Хәвәрдә ейтилишичә, шаңхәйдин ваң мин кабулда ресторан вә кафехана нами астида паһишихана ечиш вә хитайниң чуңчиң шәһиридин 40 яштин ашқан ишсиз аялларни афғанистанға елип келип паһишә қилип ишлитиш билән әйибләнгән.
Ваң минниң бир ярдәмчиси болса, 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Кабул шәһиридә түрк ресторанни берлин ресторани қатарлиқ намлар астида паһишхана ачқан ваң мин өткән йили өктәбир ейида афған һөкүмәт даирилири тәрипидин тутулуп хитай һөкүмитигә тапшуруп берилгән иди.
Хәвәрләргә қариғанда, һелиму кабулда нурғунлиған хитай паһишиләр мәвҗут болуп, ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә өткән ай кабулдики бәзи хитай паһишиләр мәзкур агентлиқиниң мухбириға киримлириниң яхши икәнликини әмма бихәтәрлик сәвәбидин анчила өйдин ташқири чиқалмайдиғанлиқини билдүргән.