Пакистан талибанларға қарши һәрбий һәрикәт башлиди

Пакистан һәрбий қисимлири, пакистанниң ғәрбий шималий райониға җайлашқан пешавар шәһири йеқинда талибан милитантлириға қарши кәң көләмлик бир тазилаш һәрикити башлатқан.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.28

Бу һәрикәт пакистанда йеши иш бешиға кәлгән һөкүмәт тәрипидин пакистанниң қәбилиләр районида талибан күчлиригә қарши елип берилған тунҗи һәрбий һәрикәт һесаблиниду.

Хәвәрләргә қариғанда, пакистан һәрбий қисимлири шәнбә күни талибан милитантлириниң тағлиқ хәйбәр районидики базилирини бомбардиман қилған. Пакистан бихәтәрлик хадимлириниң билдүрүшичә, һөкүмәт пакистан - афғанистан чегра райониға җайлашқан бара районида һәрбий һаләт елан қилған.

Афғанистандики талибан күчлириниң йеқиндин бери афғанистан миллий армийиси вә афғанистандики америка вә иттипақдаш армийә күчлиригә қаратқан һуҗумлирини көпәйтиши вә қәндәһар шәһиридики бир түрмигә һуҗум қилип түрмидики йүзлигән мәһбусни қутқузуп кетиши афғанистан, америка һәмдә шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң пакистан һөкүмитигә қарши бесимни күчәйтишигә сәвәб болған.

Афғанистан һөкүмити пакистан һөкүмитини талибанларниң афғанистандики һуҗумлириға ярдәм бериватиду дәп әйиблигән. Америка вә ғәрб дөләтлири болса, пакситан һөкүмитини, талибанларниң болупму пакситан - афғанистан чегра районидики паалийәтлирини тохтитиш үчүн йетәрлик тәдбир алмайватиду дәп тәнқид қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.