Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати русийиниң мәйданини қоллаш позитсийисини билдүрмиди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.28
2008.08.28
Йиғин әслидә тәшкилатни йәниму күчләндүрүш, қатнаш алақисини қоюқлаштуруш, террорлуққа зәрбә бериш шуниңдәк афғанистанниң вәзийитини музакирә қилишни пиланлиған иди. Әмма русийиниң грузийә билән болған қораллиқ тоқунуши сәвәблик йиғинниң әслидики пиланиға өзгириш елип кәлди.
Русийә мәтбуатлирида ейтилишичә, бу мәсилидә русийә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң қоллишиға муһтаҗ болуп, әмма ғәрб дөләтлири билән болған мунасивәтни көздә тутқан мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр йәнила русийини қоллаш позитсийиси билдүрмигән.
Биринчи қетим шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғиниға қатнашқан русийә президенти медведев йиғин нәтиҗисидин мәмнун болғанлиқини ипадиләп, " биз йиғин әһлиниң русийиниң җәнубий оссетийә райониниң тинчлиқи үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға тоғра баһа беришини үмид қилимиз, биз шуниңға ишинимизки шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәйдани хәлқараниң һимайисигә еришиду" деди.
Бу арида ғәрбтики санаәтләшкән 7 дөләт бирләшмә баянат елан қилип, русийиниң грузийиниң бөлүнгән икки райониниң мустәқиллиқини етирап қилғанлиқини әйиплиди. Баянатта йәнә русийиниң грузийә земинини ишғал қилиш вә қораллиқ бастуруш һәрикитидин әпсусланғанлиқини билдүрди.
Франсийә ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, 1 - сентәбир явропа иттипақи йиғин чақирип, русийигә қорал имбаргоси қоллиниш һәққидә музакирә елип баридикән.