1500 Нопуслуқ қирғиз кәнтидин 300 дин артуқ киши лагерда
2018.11.13
Биз қизилсу қирғиз аптоном областиниң ақту наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида ақту наһийәсидики қирғиз миллитидин болған бир сақчи хадими чарлоң йезисиниң пайиз кәнтидинла 300 дин артуқ кишиниң лагерда икәнликини ашкарилиди.
Мәлум болушичә, пайиз кәнти пүтүнләй қирғизлар олтурақлашқан кәнт болуп, 1500 чә нопуслуқ бу кәнттин нопусниң аз дегәндә 20 пирсәнти лагерға елип кетилгән икән. Лагерға адәм тутушта өзиниң вәзипә өтәватқанлиқини тилға алған бу сақчи хадими кәнттин елип кетилгәнләрниң наһийә базири ичидики лагерларда тутуп туруватқанлиқини тилға алди. Бу хадим йәнә лагердикиләрниң бир қисминиң диний затлар икәнликини әскәртиш билән бирликтә уларниң көпинчисиниң телефонидин “чатақ” чиққан аһалиләр икәнликини әскәртти. Биз лагерға елип кетилгәнләр арисида лагерда җан үзгәнләрниң бар-йоқлуқини сориғинимизда у өзи мәсул кәнттин йоқлуқини, әмма башқа тәвәликләрдин болуши мумкинликини баян қилди.
Биз ақту наһийәлик хәлқ һөкүмитигә телефон қилип, ақту наһийәсидин лагерға елип кетилгән қирғиз тутқунларниң санини сориғинимизда телефонимизни қобул қилған хадим наһийәлик һөкүмәттин лагерға елип кетилгәнләр арисида юлтуз исимлик бир қирғиз қизниң барлиқини ашкарилиди.
Өткән һәптиләрдә уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида мәзкур академийәниң қирғиз тарих тәтқиқатчиси әсқәр юнусниң йеқинда тутқун қилинғанлиқи ашкариланған иди.