Дуня әйдиз йиғинида әйдиз бимарлирини қоғдаш тәшәббус қилинди
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.22
2010.07.22
Бу қетимқи йиғинға алимлар, һөкүмәт вәкиллири, сәһийә хадимлири, сода саһәсидики мәшһур әрбаблар, әйдиз паалийәтчилири, әйдиз кесили бимарлири һәм әйдиз вирусини елип йүргүчиләр болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 25 миң адәм қатнишидикән.
Бу қетимқи йиғинда нуқтилиқ һалда, һәрқайси дөләтләрдә әйдиз кесилиниң алдини елиш, давалаш ишлирини омуми хәлқ сағламлиқини қоғдаш паалийитигә айландуруш тәләп қилинди. Йиғинда нуқтилиқ һалда әйдиз кесәллирини кәмситмәслик, уларға ғәмхорлуқ қилиш, ярдәм бериш, дуня иқтисадий қийинчилиққа дуч кәлгән мәзгилдиму, һәрқайси дөләтләрниң әйдиз бимарлириға аҗратқан иқтисадни азайтмаслиқи, әйдиз бимарлириға берилидиған теббий ярдәмни тохтитип қоймаслиқи тәшәббус қилинди.