'Муһәббәтниң10 шәрти' америка дөләт мәҗлисидә қоюлди

Уйғурларниң хитайда өзиниң әқәлли кишилик һоқуқи үчүн көрәш қиливатқанлиқи вә рабийә ханимниң бу көрәшни илгири сүрүватқанлиқи тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филим -- 'муһәббәтниң он шәрти' бүгүн кәч саәт 4 тә, америка дөләт мәҗлиси китабханисиниң мустәқиллиқ кочисидики пикфорд тиятирханисида қоюлди.
Мухбиримиз вәли
2010.05.26

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, бу паалийәтни америка демократийә фонд җәмийити билән том ләнтос кишилик һоқуқ комитети уюштурди. Бу филимни көрүшкә том ләнтос кишилик һоқуқ комитетиниң башлиқи, америка дөләт мәҗлиси әзаси җәмис микговерн қатарлиқ әрбаблар вә рабийә қадир өзи қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.