Атушта һөкүмәткә қарши тәшвиқат вариқи тарқатқан 11 нәпәр уйғур яш тутқун қилинғанлиқи мәлум болмақта
Радиомиз мухбири атуш сақчи идарисиға телефон қилғанда сақчилар бундақ бир вәқәниң йүз бәргәнликини рәт қилған. Әмма хитайниң қанун саһәсигә аит "шинҗаң тинчлиқ тори"да мушу айниң 1 - күни атушта муқимлиқ хизмәт йиғини ечилғанлиқи вә йиғинда йиллиқ хизмәт доклати берилгәнлики һәққидә хәвәр берилгән. Әмма хәвәрдә доклатниң мәзмуни һәққидә тохталмиған.
Мухбиримиз атуштики бир қанчә меһманханиға телефон қилғинида атушта нөвәттә коча чарлаш хизмитиниң җиддий вә изчил давам қиливатқанлиқи мәлум болған.
Мәзкур 11 яшниң тутқун қилиниш вәқәси 5 - июл вәқәсидин кейинла йүз бәргән болуши мумкин икән; чүнки шу чағда уйғур елиниң һәр қайси шәһәрлиридиму намайиш үчүн тәйярлиқ вә урунушлар болған; буниң көп қисми ахбарат саһәсидин йошурун тутулған.
Йәкәндә йүз бәргән 12 - июл вәқәси вәқәдин 6 ай кейин ашкариланған иди.