Хитай даирилири 2012-йилида уйғур елиниң байлиқлирини ечиш қәдимини тезләтмәкчи

Хитай даирилири 2012-йилида уйғур елиниң байлиқлирини ечиш қәдимини тезлитиш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.03.29

Хәлқ гезитиниң хәвәр қилишичә, 29-март пәйшәнбә күни хитай даирилири бейҗиңда “шинҗаңдики муһим қурулуш түрлирини илгири сүрүш” хизмити йиғини чақирип, бу йил уйғур елидә йолға қоюлидиған зор қурулуш түрлири бойичә музакирә елип барған.

Мәзкур йиғинда компартийә сиясий бюросиниң даимий әзаси, қанун комитети башлиқи җу юңкаң сөз қилип: “уйғур елидә су, електр, қатнаш түрлирини ечиш муқимлиқни бәрпа қилишта һаятий әһмийәткә игә, уйғур елигә ярдәм бериватқан 19 өлкә-район мана бу нуқтини чоңқур тонуп йетиши керәк” дегән.

Хитай даирилири бу йиллиқ қурулуш түрлириниң сани вә униңға селинған мәбләғни илгирики йиллардин һәссиләп ашурди. Улар буни уйғур елидики хәлқниң турмушини яхшилаш әмин қурулуши дәп көккә көтүрсиму, әмма хәлқара кишилик һоқуқ органлири буниң әксини илгири сүрмәктә. Улар юқиридикиләрниң һечбириниң һазирғичә йәрлик хәлқләргә бир әмәлий нәп елип кәлмигәнликини илгири сүриду вә уни уйғур елини илгириләп талан-тараҗ қилиш вә көчмән йөткәш һәрикити дәп қарайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.