Берма президенти дөләт армийисигә качин мустәқилчилиригә қарши урушни тохтитиш һәққидә буйруқ чүшүрди
2011.12.12
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, президент тәнсин йеқинда берминиң җәнубидики мустәқилчи гуруппилардин шән азадлиқ тәшкилати билән сөһбәт өткүзүп бир қисим мәсилиләрдә келишкән иди. Әмма шималдики качин миллитиниң мустәқиллиқ күчлиригә қарита бундақ бир мурәссә йолини техи тутмиған иди.
Йеқинқи айлардин бери качин мустәқиллиқ армийиси билән берма дөләт армийиси арисида тоқунуш қайтидин шиддәтләнгән. Берма һөкүмитиниң бүгүнки баянатида билдүрүшичә, президент армийини пәқәт өзини қоғдаштин башқа, актип һалдики урушқа кирмәсликкә буйруған.
Мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министири һилларий килинтон алдинқи һәптә бермини зиярәт қилған чеғида, берма даирилирини, етник мәсилиләрни тоғра бир тәрәп қилишқа чақирған. Бермидики качин миллити 1960-йилларда мустәқиллиқ күришини башлиған. Берма нопусиниң 7% ини игиләйдиған качинлар, йеқинқи йиллардин бири, нефит туруба йоли қатарлиқ дөләтниң муһим иқтисадий қурулушлириға қарита партлитиш характерлик һуҗумларни елип барған.