Биңтуәнниң башлиқи алмаштурулди

Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити бүгүн хефей, шиҗаҗуаң шәһәрлиридә партком секретари болған әнхуйлиқ че җүнни йеңи чегра ишләпчиқириш - қурулуш армийиси (биңтуән) ниң сиясий комиссари, шиңҗән гуруһиниң баш мудири вә уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретарлиқиға тәйинлиди.
Мухбиримиз вәли
2010.06.02

Биңтуән парткоми бүгүнки йиғинида, ваң лечүән дәвридики биңтуән сиясий комиссари, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари вә шиңҗән гуруһиниң баш мудири не вейгониң вәзипидин қалдурулғанлиқини елан қилди.

Хәвәрдә ейтилишичә, 'биңтуән' дегән уйғур аптоном районида бивастә мәркәзгә қарайдиған 'һәрбий , мәмури вә кархана бирләштүрүлгән' , чеграни қоғдайдиған бир алаһидә қисим , бундақ тәшкилат дуняниң башқа җайлирида учримайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.