Хитай даирилири тақиветилгән тор бекәтлири вә шәхсий блогларниң әслигә кәлгәнликини елан қилди
Мухбиримиз үмидвар
2012.04.03
2012.04.03
Өткән һәптә бейҗиң даирилири, чоңчиң шәһәрлик партком секритари бо шиләй вәзиписидин елип ташланғандин кейинки хитай вәзийити һәққидә учур тарқатқан 16 тор бекитини тақап, 6 кишини тутқун қилған иди.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу йил 3 - айда бейҗиңда хитайниң хәлқ қурултийи вә сияси кеңәш йиғини ечилған мәзгилдә, бейҗиң даирилири қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алғандин башқа, бейҗиңдики кишилик һоқуқ актиплирини нәзәрбәнд қилип, уларниң шәхсий тор бекәтлирини тақиған иди. Йиғин мәзгилидә йәнә, өзиниң уйғур вәзийити һәққидики пикир - қарашлири билән хәлқарада тонулған, “уйғурбиз” тор бекитиниң саһиби, бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәндиму нәзәрбәнд астиға елинип, “уйғур биз” ниң хәлқара тор бекити намәлум хаккерлар тәрипидин һуҗумға учриған һәмдә илһам тохти әпәндиниң шәхсий блоги тақилип, униң сирт билән болған интернет алақиси үзүветилгән иди.