Хитай мәркизи телевизийисиниң чағанлиқ программиси уйғурларниң тәнқид вә мәсхирисигә учриди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.02.11
2013.02.11
Уйғурбиз ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, программиниң мәзкур парчиси уйғур көрүрмәнләр арисида күчлүк ғулғула қозғиған. Безиләр, уйғурларда чаған тәбрикләш адити йоқлуқини, болупму бир аилә әзалириниң бирликтә һарақ ичиш адити йоқлуқини тилға елип, хитай мәркизи телевизийисини сахтипәзлик билән әйиблигән.
Безиләр болса, хитайдики асаслиқ бир телевизийиниң уйғур хәлқиниң әң әқәллий адәтлиридинму хәвәрсизликини мәсхирә қилған.
Йәнә безиләр болса хитай тәшвиқат органлириниң мана мушундақ сахта көрүнүшләр арқилиқ хитай өрп-адәтлирини уйғурларға сиңдүрүшкә урунуватқанлиқини тәнқид қилған.