Далай лама рабийә қадир ханим билән охшаш бир мәзгилдә японийини зиярәт қилди

Тибәт роһани даһиси далай лама җүмә күни япон һава йоллириниң айрупиланида японийигә йетип келип, бу дөләттики 9 күнлүк зияритини башлиди. Далай ламаниң японийә зиярити 20 ‏- өктәбирдин бери японийидә зиярәттики уйғур рәһбири рабийә қадир ханим билән охшаш бир мәзгилгә тоғра кәлгән.
Мухбиримиз әркин
2009.10.30

Далай лама японийигә йетип кәлгән шу күни рабийә қадир ханим японийә чәтәллик алаһидә хадимлар җәмийитидә нутуқ сөзләп, хәлқара җәмийәтни уйғур аптоном райониға тәкшүрүш өмики әвәтишкә йәнә бир қетим чақирди.

У мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай даирилириниң "5 ‏- июл вәқәси"дики һәрикитини шиддәтлик тәнқидлиди. Рабийә қадир мундақ дәйду": бу йил 7 ‏- айда йүз бәргән үрүмчидики вәқә әсли тинч бир намайиш иди. Лекин хитай һөкүмити намайишни зораванлиқ һәрикитигә айландурди."

У хитай даирилирини уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүшкә чақирип, "биз җуңго һөкүмити билән олтуруп, өпкимизни бесивалған һалда сөзлишишни үмид қилимиз," дәп көрсәтти.

Рабийә қадирниң зиярити ахирлишай дәп қалған күнләрдә далай ламаниң зиярити башланди. У, японийидики бир будда җәмийитиниң тәклипигә бинаән 13 күнлүк зиярәттә болиду. Хәвәрләргә қариғанда, далай лама әтә японийә чәтәллик алаһидә хадимлар җәмийитидә нутуқ сөзләйдикән. Униң японийидики мәзгилидә рабийә қадир ханим билән учришидиған яки учрашмайдиғанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.