Филиппин палаван араллирида чәтәл ширкәтлири билән һәмкарлишип нефит қазмақчи
Мухбиримиз вәли
2012.02.29
2012.02.29
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лей буниңға дәрһал қарши туруп, филиппин дәватқан бу араллар хитайниң земини, башқа дөләт буниңға игидарчилиқ қилалмайду дәп җакарлиди.
Филиппин ташқи ишлар министири робрт росарио хитайға җаваб қайтуруп, палаван араллири филиппиндин 47-76-деңиз чақирими йирақлиқта, хитайға техиму ениқ қилип ейтиш керәкки, бу араллар “хәлқара деңиз қануни” да бәлгиләнгән 200 деңиз чақирим даирә ичидики филиппин земини..Бу даиридин пайдилиниш филиппинниң дәхли-тәрузсиз һоқуқи дәп җакарлиди.