Һиндистанниң бомбай шәһиридә чоң көләмлик террорлуқ вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз җүмә
2008.11.27
2008.11.27
Бу қетимқи вәқәдә бомбай шәһириниң җәнубидики сода мәркәзлири асаслиқ нишани болған. Көп санда чәтәлликләр гөрүгә елинған. Һиндистан бихәтәрлик күчлири гөрүгә елинғанларни қутқузуш һәрикитини һелиһәм давам қилмақта.
Һиндистан сақчи даирилири бүгүн вәқә һәққидә бәргән баянатида, террорчиларға қарши һәрикәттә, гөрүгә елинғанларниң бихәтәрликиниң биринчи орунға қоюлғанлиқини, шу сәвәбтин һәрикәтниң аста болуватқанлиқини билдүргән.
Америка президенти җорҗ буш бу һәқтә бүгүн баянат елан қилип, һиндистанниң террорчиларға қарши һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Шуниң билән бирликтә йәнә әнгилийини өз ичигә алған бир қисим явропа әллири рәһбәрлири вә башқа дөләт башлиқлириму бу һәқтә баянат елан қилип, барлиқ террорлуқ һәрикәтлирини әйибләйдиғанлиқини, бомбайда өлгәнләргә ечилидиғанлиқи вә аилә - тавабатлириға сәвр тиләйдиғанлиқини билдүрди.