Һиндистан хитайниң гвадар портидики ролиға диққәт қилидиғанлиқини билдүрди
2013.02.06
Һиндистан дөләт мудапиә министири юқириқи пикирни чаршәнбә күни мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә оттуриға қуйди.
Гвадар порти әслидики башқурғучи сингапор ширкитидин өткүзүвелинип, өткән һәптә хитайниң чәтәлләрдики портларни башқуруш һәссидарлиқ ширкитигә өткүзүп берилгән.
Ройтерста нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған һиндистандики һәрбий ишлар тәтқиқатчиси җәй ранадә хитайниң мәзкур портни “нефит йөткәш үчүн ишлитимиз” дәп көрситиватқанлиқини, әмма хитайниң бу портни деңиз армийиси үчүнму ишлитиши мумкинликини билдүргән.
У мундақ дегән: бу порт хитайни мәзкур районға һәрбий йөткәш иқтидариға игә қилиду.
Униң қаришичә, шу нуқтидин елип ейтқанда бу портниң хитай дөләт игидарчилиқидики бир ширкәткә өткүзүп берилиши һиндистан үчүн сәзгү мәсилә һесаблинидикән.