Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитидин аяллар һоқуқи паалийәтчиси мав хеңфеңни дәрһал қоюветишни тәләп қилди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 6‏-ноябир баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин бу йил 20‏-сентәбир қолға елинған шаңхәйлик аяллар һоқуқи паалийәтчиси мав хеңфеңни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.11.07

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими росан райиф, мав хеңфеңниң бир йерим йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазасиға һөкүм қилинғанлиқини тәнқидләп, хитай даирилириниң мав хеңфеңни җазалиши ләнәтләшкә тегишлик қилмиш. Улар мав хеңфең паш қилған адаләтсизликни түзитиш орниға, йәнә бир қетим бастурушни талливалди, дегән.

Мав хеңфең, хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиқип, аялларниң туғуш һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилип нам чиқарған. Униң йолдишиниң сәйшәнбә күни ахбарат васитилиригә ашкарилишичә, даириләр дүшәнбә күни униңға аялиниң бир йерим йиллиқ әмгәк лагери җазасиға буйрулғанлиқини уқтурған. Бу мав хеңфеңниң җәмийәт тәртипигә бузғунчилиқ қилиш билән әйиблинип, 3‏-қетим қолға елинишидур. Мав хеңфең, бу қетим өзиниң бурун икки қетим қолға елинғанда кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинғанлиқини илгири сүрүп, бейҗиңға әрз қилип барған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, мав хеңфеңниң тән җазаси вә қопал муамилигә учраш хәвпи барлиқини агаһландуруп, мәзкур тәшкилат мав хеңфеңни виҗдан мәһбуси, дәп қарайду вә хитай һөкүмитини уни дәрһал, шәртсиз қоюп беришкә чақириду, дәп тәкитлигән.

Мав хеңфеңниң йолдиши ройтерс агентлиқиға елан қилған баянатида аялиниң гунаһсиз икәнликини билдүрүп, у һечқандақ қанунға хилаплиқ қилмиди. Улар җинайәт ойдуруп, пакитни ясап чиқип, һечқандақ җинайәт садир қилмиған кишиләрни түрмә вә әмгәк лагериға ташлаватиду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.