Үрүмчидә көчмә нопусидики уйғурларға қаритилған башқуруш күчәйтилмәктә

Игилишимизчә, бултур 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилири һәрқайси җайлардин үрүмчигә келип тирикчилик қиливатқан уйғурларға қаратқан тарқақлаштуруп башқуруш вә назарәтни күчәйткән.
Мухбиримиз меһрибан
2010.12.24

Үрүмчи даирилири йәнә 5- июл үрүмчи вәқәсидә вәқәгә қатнашқанлар нисбәтән көп дәп қаралған, бәйгә мәйдани, ямалиқ теғи, шамалбағ, даван қатарлиқ мәһәллиләрдики ушшақ тиҗарәт һәм ишләмчиликни асаси кәсип қилған уйғурларни һәр хил намлар билән өгиниш курслириға қатнаштурған.

Түнүгүн хитайниң тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, йеқинда хитай даирилири йәнә бу районлардики уйғурларни кәспий иқтидарини өстүрүш намида хитай тили өгиниш курслириға орунлаштурған. Хәвәрдә дейилишичә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт курсқа қатнашқанларниң һәр биригә 250 йүәндин оқуш толуқлима ярдәм пули бәргән.

Хәвәрдә йәнә, һазир үрүмчидә 300 миң әтрапида көчмә нопустики уйғурларниң барлиқи һәққидә мәлумат берилгән болуп, үрүмчидики уйғурларниң әһвалини яхши билидиған бир әрбабниң билдүрүшичә, бултур 5-июл үрүмчи вәқәсидин илгири һәрқайси җайлардин үрүмчигә келип тирикчилик қиливатқан уйғурларниң сани 1 милйон әтрапида дәп мөлчәрләнгән болуп, вәқәдин кейин үрүмчидин туюқсиз ғайиб болған уйғурларниң һазир қәйәрдә икәнлики техичә ениқ болмиған бир сир болуши пәрәз қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.