Корлиниң товурчи йезида 4 уйғур яш хитай сақчилири билән елишип өлгән

Мушу айниң 8 - күни әтигән саәт 3 тә корлиниң товурчи йезида 4 уйғур яш хитай сақчилири билән елишип өлгән.
Мухбиримиз җүмә
2012.03.10

Бу хәвәр радиомизда берилгәндин кейин ройтерс қатарлиқ бири қисим хәлқара мәтбуатлардин орун алди.

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай сақчилири бу яшларниң бомба ясап һуҗум қилишни пилан қиливатқанлиқини гуман қилип арқисиға чүшкән вә 8 - март әтигәндә булар туруватқан өйгә һуҗум қилған.

Хитай сақчилириниң билдүрүшичә, бу уйғурларниң һәммиси 20 яшлар әтрапида болуп, улар хитай сақчилириға палта - пичақлар билән ахирқи тиниқи қалғучә қаршилиқ көрсәткән вә бир сақчиниң қолини палта билән чепивәткән.

Қаршилиқ толиму кәскин болған болуп, буниң тәпсилатини бүгүнки программимизниң давамида аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.