Натониң ливийидики һәрбий һәрикити 31-өктәбир рәсмий аяғлишиду
2011.10.27
Ливийидә һөкүмәткә қариши намайиш партлиғандин кейин, казафийниң қорал күчи арқилиқ исянчиларни бастуруш йолини таллиған. Нәтиҗисидә, шималий атлантик әһдә тәшкилати ливийидә “учуш чәкләнгән район” бәрпа қилип, казафий қисимлириниң бигунаһ хәлқни қирғин қилиштин тосқан иди.
Казафиниң өлүми билән йәкшәнбә күни ливийә вақитлиқ һөкүмити ливийиниң әркинликкә еришкәнликини тәбриклигән болсиму, әмма сиртә қатарлиқ бир қисим районларда һәрбий һәрикәтләрниң йәнила давам қиливатқанлиқи мәлум.
Ливийә вақитлиқ һөкүмити бу сәвәблик ливийә вәзийити пүтүнләй муқимлашқичә натониң чиқип кәтмәсликини тәләп қилған. Әмма, әйни чағда натоға ливийидә һәрбий һәрикәт қилиш һоқуқини бәргән хәвпсизлик кеңиши натониң ливийидики вәзиписини орундап болғанлиқини билдүрүп, бундақ бир тәләпниң қайтидин авазға қоюлуши керәкликини ейтқан.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нато ливийидики 7 айлиқ һәрбий һәрикити җәрянида казафий қисимлири вә һәрбий әслиһәлирини он миң қетимдәк бомбардиман қилған.
Әйни чағда, русийә, хитай вә җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләр натониң ливийидики һәрикитигә қарши чиққан иди. Бүгүн америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики әлчиси сусән райис хәвпсизлик кеңишиниң әйни чағда тоғра қарар чиқарғанлиқини билдүргән вә: тарих бир күни натониң ливийидики һәрикитиниң шәрәплик һәрикәт икәнликини испатлайду, дегән.