Хитай һөкүмитигә қарши наразилиқини билдүрүп өзигә от қойған тибәтлик 101 гә йәтти
Мәлум болушичә бу, хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә нарази болуп, өзини көйдүргән 101-тибәтлик икән. Башқа хәвәрләрдин мәлум болушичә, чаршәнбә күни хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқини ипадиләп, непалда өзигә от қоювалған тибәтлик яриси еғир болғини үчүн пәйшәнбә күни давалаш үнүм бәрмәй һаятидин айрилған.
Хитай һөкүмитиниң тибәт вә уйғур районида йүргүзүватқан бастуруш сиясити бу районлардики хәлқниң наразилиқини барғанчә күчәйтиватқан болуп, йеқинқи бирнәччә йилдин буян уйғур елидә хитай сақчилири вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәлири көпәйгән болса, тибәтләр районида өзини көйдүрүш арқилиқ наразилиқини ипадиләш һәрикәтлири көпәймәктә.