Пакистандики бир қисим уйғурлар норуз байримини тәбриклиди
2011.03.22
Тәбрикләш паалийитини равалпиндида паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи тәшкиллиди. Паалийәт давамида норузға алақидар тәбрик сөзидин кейин, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң йеқинқи паалийәтлири тонуштурулди. Паалийәт нахша -усул қатарлиқ көңүл ечиш паалийәтлири билән ахирлашти.
Пакистандики уйғурлар йеқинқи йиллардин бери хитай һөкүмити сәзгүрлүк билән диққәт қилип келиватқан муһаҗир җамаәттур. Пакистандики уйғурларниң адәттики аммиви паалийәтлириму хитай һөкүмитини биарам қилип вә әндишигә селип кәлмәктә.
Мәлум болушичә, пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәсуллири вә актиплири йеқинқи бир йил ичидә пакистан сақчилири тәрипидин бирқанчә қетим тәкшүрүш вә сүрүштә қилиш обйекти болған. Бу җәрянда улар хитай билән пакистанниң мунасивитигә тәсир йәткүзүп қойидиған бир вәқә чиқирип қоймаслиқ һәққидә агаһландурулған.
Бүгүнки паалийити һәққидә мәлумат бәргән өмәр уйғур вәхпиниң мәсули өмәр хан; өзлириниң пакистанниң қанун-түзүмлиригә хилап һәрикәтләр билән шуғулланмайдиғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң чақириқ яки тәһдитлиригә пәрва қилмайдиғанлиқини билдүрди. У бүгүнки норуз паалийитини өзлириниң мана мушу мәйданиниң бир ипадиси дәп көрсәтти.