Пәләстин рәһбири аббас б д т ға рәсмий әзалиқ илтимаси сунди

Пәләстин рәһбири махмуд аббас җүмә күни б д т омуми йиғинида нутуқ сөзләп, пәләстинниң б д т әзалиқиға рәсмий илтимас сунғанлиқини елан қилди вә әзалиқ илтимасини б д т баш катипи бан кимунға тапшурди.
Мухбиримиз әркин
2011.09.23

У йиғинда сөзлигән нутқида әскәртип, б д т хәвпсизлик кеңишидин пәләстинниң дөләтлик орнини 1996‏-йилдики чеграни асас қилип, етирап қилишни тәләп қилди. У пәләстинниң исраилийә билән сәмимий нийәттә сөһбәткә олтурғанлиқини, исраилийиниң ғәрбий қирғақтики пәләстин земинлирида қурған йәһудий күчмән нуқтилири сәвәблик мәғлубийәткә учриғанлиқини илгири сүргән.

Бирақ, исраилийә баш министири нитәняху аббастин кейин сөзгә чиқип, пәләстин -исраилийә мәсилиси йәһудий көчмәнләр мәсилиси әмәсликини, бәлки исраилийиниң мәвҗүтлуқини етирап қилиш-қилмаслиқ мәсилиси икәнликини билдүрди.

Америка билән исраилийә пәләстинниң б д т әзалиқи пәқәт исраилийә-пәләстин тинчлиқ келишими имзаланғандин кейинла мумкинликини әскәртип, махмуд аббастин илтимасини қайтурувелишни тәләп қилип кәлгән.

Америка президенти обама пәләстин илтимасини қайтурувалмиса, рәт қилиш һоқуқини қоллинидиғанлиқини агаһландурған иди. Бирақ махмуд аббас илтимасини қайтурувелишни рәт қилған.

У җүмә күни б д т йиғинида әскәртип, “мән баш катип бан кимунниң илтимасимизни тез арида хәвпсизлик кеңишигә йәткүзүшигә вә хәвпсизлик кеңишигә әза дөләтләрни биләт ташлап, толуқ әзалиқимизни қобул қилишқа чақиримән” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.