Йәнбйән области чавшйән миллити иккинчи пәрзәнткә айда 1000 сом ярдәм пули беришни қарар қилди

Җилин өлкисиниң йәнбйән чавшйән аптоном областлиқ хәлқ қурултийи йеқинда бир қарар мақуллап , чавшйән миллитидин болған аилиләрниң иккинчи пәрзәнтигә айлиқиға 1000 йүәндин турмуш ярдәм пули беришни бекиткән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.14

Уйғур биз ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, мәзкур ярдәм пули бала 4 яшқа киргәнгә қәдәр берилидикән.

Буниңдин башқа йәнә, иккинчи пәрзәнт 18 яшқа киргәнгә қәдәр саламәтлик истрахванийисидин бәһримән болидикән. Мәлум болушичә, чавшйән миллитигә берилгән бу етибар сиясити, хитайдики хитай миллитидин болған пуқраларниң наразилиқини қозғиған. Хитай тор әзалири мәзкур сиясәтни һәддидин зиядә әтиварлаш дәп тәнқид қилған; бәзилири бу җәрянда аз санлиқ милләтләргә қарита ирқчи тил -һақарәтләрни қолланған.

Әслидә чавшйәнләрниң 4-қетимлиқ нопус тәкшүрүштики омуми сани 1милйон 920 миң болуп, бу сан 5-қетимлиқ тәкшүрүштә бир милйон 830 миңға чүшүп қалған. Мәзкур етибар бериш сиясити мана бу вәзийәтни оңлаш үчүн бекитилгән.

Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, бүгүн уйғурбиз торбетидә бу һәқтә пикир баян қилип, уйғурлар нопусиниң тәбиий көпийиш нисбитиниң интайин төвәнлики, нопусниң қерилишиш нисбитиниңму алдинқи қатарда икәнликини баян қилған. У сөзидә уйғур районлуқ һөкүмәтни чавшйән аптоном областиниң юқириқи сиясити үстидә ойлинишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.