2012-Йили уйғур елидә қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланған дегән җинайәт билән сотланғанлар барғанчә көпәйгән
2013.01.08
Болупму бултур бир йил ичидә уйғур елидә қанунсиз диний паалийәтләргә вә қанунсиз нәшр буюмлириға зәрбә бериш намида диний етиқад вә нәшр буюмлириға қаритилған контроллуқ техиму күчәйтилгән.
Хитай һөкүмәт хәвәрлиридиму бултур бир йил ичидә қанунсиз диний нәшр буюмлириға зәрбә бериш күчәйтилгәнлики илгири сүрүлгән болуп, шинхуа агентлиқиниң 4-январдики инглизчә хәвиридә бултур бир йил ичидә җәмий 45 милйон қанунсиз нәшр буюмлириниң мусадирә қилинғанлиқи, буларниң ичидә қанунсиз диний китаб, диний үн-син нәшр буюмлириниң зор салмақни игиләйдиғанлиқи баян қилинип, уйғур аптоном райониниң хотән шәһиридин қанунсиз диний нәшрият буюмлирини тарқатқан дегән җинайәт билән әйибләнгән бир уйғурниң 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи нәқил елинған.
Ундин башқа, уйғур биз ториниң хәлқара ториниң 8-январдики хәвиридин мәлум болушичә, ғулҗа шәһәрлик хәлқ сот мәһкимиси бултур 9-декабир күни 7 нәпәр туңганни“ хурапатлиқни тәрғиб қилип, қанунни бузған ”, “ қанунсиз диний нәшр буюмлирини тарқатқан ” дегән җинайәт билән әйибләп,3 йилдин 4 йилғичә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған.