Рабийә қадир: хитай пуқралириниңму һаятий бихәтәрликини хәтәр астиға иттириватиду
2011.08.15
Һәрикәт мушу айниң 11-күни башланған болуп, 10-айниң 15-күнигә қәдәр давамлашмақчи. Хәвәрдә билдүрүшичә, бу қетимқи долқун, хитайниң мәмликәтлик вә уйғур районлуқ террорлуққа қарши хизмәт йиғининиң роһиға асасән орунлаштурулған.
Хәвәрдә йәнә һәрикәтниң мәқсити бир түркүм террор гуруһлирини уҗуқтуруш вә уларниң пәрдә арқисидики пиланлиғучи вә тәшкиллигүчилирини тепип чиқип, террорлуқ вәқәлириниң тәкрар йүз беришиниң алдини елиш дәп көрситилгән.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн бу һәқтә пикир баян қилип, хитайниң зәрбә бериш тәдбирлириниң муқимлиқ мәсилисидә карға кәлмәсликиниң аллиқачан испатлинип болғанлиқини, шуңа бу түр һәрикәтләрниң райондики милләтләр мунасивитини техиму җиддийләштүрүштин башқа ишқа яримайдиғанлиқини билдүрди.
Рабийә ханим мәзкур һәрикәтни хитайниң қәшқәр вә хотәндики вәқәдин тоғра дәрс алалмиғанлиқиниң ипадиси дәп көрсәтти. Ханим йәнә хитай һөкүмитини бу түр һәрикәтләр арқилиқ, уйғурлар билән бирликтә хитай пуқралириниңму һаятий бихәтәрликини хәтәр астиға иттириватиду дәп агаһландурди.