Рабийә ханим үрүмчи вәқәсигә қатнашқанларға берилгән өлүм җазасини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди
Мухбиримиз вәли
2009.10.31
2009.10.31

RFA Photo / Erkin Tarim
Ихтияри мухбиримиз әркин таримниң баян қилишичә, рабийә ханим токйода өткүзүлгән хәлқара ахбарат йиғинида, хитай һөкүмитидин 5 - июл үрүмчи вәқәсигә қатнашқанларға берилгән өлүм җазасини әмәлдин қалдурушни, түрмидә тутуп туруливатқанларни қоюп беришни; хитайларни уйғур юртлириға көчүрүп, уйғур қизлирини хитай юртлириға йөткәшни тохтитишни; уйғур аптоном районида 'қоштиллиқ маарип' дегән сиясәтни әмәлдин қалдуруп, уйғурчә маарипни йолға қоюшни тәләп қилған. Рабийә ханим йәнә уйғурлар өз тәқдирини бәлгиләш үчүн аваз қоюш лазимлиқини көрсәткән.
Токйода өткүзүлгән бу ахбарат йиғиниға оттура шәрқ дөләтлиридин, америка, явропа дөләтлиридин, японийә, хитай, тәйвән, сингапор қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 250 тин артуқ мухбир вә японийиниң бир қисим парламент әзалири, сиясий партийә вәкиллири қатнашқан.
Бу хәлқара ахбарат йиғиниға франсийә язғучилар җәмийитиниң башлиқи лика әпәнди риясәтчилик қилған.
Мухбирлар рабийә ханимдин 'сиз уйғур мәсилисини дуняға аңлитиватисиз, әмма хитай һөкүмити уйғурларни давамлиқ қаттиқ бастуруватиду, бу мәсилини қандақ һәл қилиш керәк' дәп сориғанда, рабийә ханим 'мән хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзүшни үмид қилимән ' дәп җаваб бәргән.
'Далай ламаму һазир японийигә кәлди, бу алдин пиланланғанму' дәп сориғанда, рабийә ханим 'пиланлашниң һаҗити йоқ, уйғурлар билән тибәтләр тәқдирдаш' дәп җаваб бәргән.