Хитай даирилири ашпузулни бир күн тақиғанларниң бир йиллиқ тиҗаритини тохтитидиғанлиқини билдүрди

Хотәндин радиомизға инкас қилған бир уйғурниң билдүрүшичә, даириләр уларға рамзан мәзгилидә ашпузул-ресторанларни тақашқа рухсәт қилмайдиғанлиқини уқтуруп, рамзан мәзгилидә ашпузулни бир күн тақиса, шу кишиниң бир йиллиқ тиҗаритини тохтитидиғанлиқини агаһландурған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.07.24

Даириләр бу йил роза тутмаслиқ һәққидики тәшвиқат һәм чәклимилирини йиллардикидин күчәйткән болуп, йеқинда радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар җәнубий уйғур елидики бир қисим наһийиләрдә партийә әзаси, һөкүмәт хизмәтчилири һәм оқутқучи-оқуғучиларниң роза тутмаслиқ һәққидики келишимгә имза қойғанлиқи һәмдә хотән қатарлиқ җайларда кишиләрни роза тутушқа дәвәт қилмаслиқ, балиларниң рамзан қошиқи ейтмаслиқи тәләп қилинғанлиқини билдүргән иди.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомизға бәргән баянатида, хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан бастурушида диний етиқад чәклимисини барғанчә күчәйтиватқанлиқини әйибләп, бу әһвалға хәлқара җәмийәтниң җиддий инкас қайтуруши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.