Русийиниң чегра мудапиә парахоти хитай белиқчи кемилирини топқа тутти

Русийә авазиниң 7-айниң 17-күнидики хәвиридин мәлум болушичә, русийиниң чарлаш парахоти япон деңизидики русийиниң иқтисадий районида хитайниң байриқи есилған белиқчилиқ кемисини топқа тутушқа мәҗбур болған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.07.17

Русийә бихәтәрлик баш идариси шәрқий шимал деңиз қирғиқи мудапиә идарисиниң ахбарат ишханиси мәтбуатларға бәргән баянатида, русийиниң чегра мудапиә парахоти 7-айниң 16-күни русийиниң деңиз саһәсидә хитайниң белиқчи кемисини байқиған. Русийә чегра мудапиә парахоти белиқчи кемисигә чақириқ бәргәндә хитай кемиси җаваб қайтурмиған. Әксичә, хитайниң белиқчи кемисидә қечишқа урунуш аламәтлири байқалған.

Русийә шәрқий шимал деңиз қирғиқи мудапиә парахоти уда 3 саәт из қоғлиғандин кейин, хитайниң белиқчилиқ кемисигә агаһландуруш зәмбирики атқан.

Русийә тәрәпниң билдүрүшичә, русийиниң находка портиға ялап елип берилған хитай белиқчи кемисиниң ичидә 22.5 Тонна лолиго сияһ белиқи болсиму, әмма кемидә белиқ тутушқа алақидар испатларниң йоқ болуши гуман қозғиған. Йеқиндин буян хитайниң белиқчилиқ кемилириниң әтраптики дөләтләрниң деңиз тәвәликигә кириш әһваллири көпәйгән. Хәлқара мәтбуатларда илгири елан қилинған хәвәрләрдә аталмиш хитай белиқчи кемилириниң һеқиқи муддиасиниң гуманлиқ икәнлики һәққидә хәвәрләр тарқалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.