Шәнши өлкисидә йүзлигән кишиләр қоғушундин зәһәрлинишни кәлтүрүп чиқарған химийә завутиға бесип кирди

Хитайниң шәнши өлкисидә, йүзлигән пуқралар намайиш қилип, қоғушундин зәһәрлинишни кәлтүрүп чиқарған химийә завутиға бесип кирди.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.17

Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, намайиш 17 - авғуст дүшәнбә күни йүз бәргән. Бир нәччә йүз намайишчи, йолларни тосуп, сим тосуқларни чувуп дуңлиң қоғушун вә синк еритиш завутиға бастуруп киргән.

Хәвәрләргә қариғанда, намайиш, өткән һәптә шәнши өлкиси феңшияң наһийисидә 615 өсмүрниң қоғушундин зәһәрләнгәнлики, буларниң арисида 154 нәпириниң ятаққа елинғанлиқи һәққидики хәвәр ашкариланғандин кейин мәйданға кәлгән.

100 Дин артуқ сақчи һәрикәткә кәлтүрүлгән вә бавҗи шәһириниң башлиқи намайишни бесиқтурушқа кәлгән. Һазирчә намайишта яриланған яки қолға елинғанлар һәққидә тәпсилий мәлумат йоқ.

Хитай мәркизий телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, зәһәрлинишни мәзкур наһийигә җайлашқан 100 миң тоннилиқ "дуңлиң қоғушун вә синк завути" кәлтүрүп чиқарған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.