Сичүәндики бир тибәт раһиб өзигә от қоюп һөкүмәткә болған наразилиқини ипадилиди

Сичүәнниң гарзи тибәт аптоном областидики бир тибәт раһиб, бүгүн йәни дүшәнбә күни өзигә от қоювелип һөкүмәткә наразилиқ билдүргән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.15

Шинхуа бу һәқтә хәвр бәргән болсиму, вәқәниң тәпсилатидин, җүмлидин өзигә от қоювалған раһипниң һаят яки өлгәнлики һәққидә еғиз ачмиған. Лондондики әркин тибәт торбетидә, мәзкур раһипниң исминиң сиваң норбу икәнлики, бу йил 29 яшқа киргәнлики вә өзигә от қоюшниң алдида “яшисун далай лама”дәп товлиғанлиқи баян қилинған.

Сичүәнниң гарзи тибәт области, йеқинқи йиллардин бери, хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлири шиддәтлик шәкилдә ипадилиниватқан тибәт районлиридин биридур. Өзигә от қоювелиш тибәтликләр арисида пат учрап туридиған бир түр наразилиқ ипадиләш вә ахбаратни җәлп қилиш шәклидур.

Өзигә от қоювелиш шәклидә наразилиқ билдүрүш 2008-йили бейҗиң олимпик мәзгилидә уйғурлар арисидиму бир қетим йүз бәргән.

Шу қетимда мәмәт турсун исимлик бир уйғур хитай әлчиханиси алдида өзигә от қойған. Әмма шиддәт йолини таллиған уйғур паалийәтчилири арисида хитайниң дөләт аппаратлириға һуҗум қилиш йәнила асаси еқим болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.