Хитайда тағ гүмүрүлүп 44 адәм өлди

Хитайниң йүннән өлкисидә шәнбә күни тағ гүмүрүлүп 44 адәм һаятидин айрилди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.12


Хитай ахбаратиға қариғанда һадисә йүннән өлкисиниң җавҗяго йезисида көрүлгән. Апәттә җәмий 14 аилилик патқан астида қелип, 46 адәм көмүлүп қалған. Буларниң 44 нәпири өлгән болса, қалған иккисиниң из - дерики йоқ икән.

Хәвәрдә тағ гүмүрүлүшниң қандақ келип чиққанлиқи көрситилмигән. Хитайда өткән йили күздила арқа - арқидин икки қетим тағ гүмүрүлүш йүз берип, дәсләпкисидә 81 адәм өлгән болса, кейинкисидә 18 оқуғучи һаятидин айрилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.