Далай лама вәкиллири 26 - январ хитай даирилири билән йеңидин сөһбәт өткүзмәкчи

Тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламаниң вәкиллири 26 - январ сәйшәнбә күни хитай даирилири билән йеңидин сөһбәт өткүзмәкчи.
Мухбиримиз җүмә
2010.01.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәлум болушичә, далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гяри вә кәлсаң гялтсәнләр тибәт вәкилләр өмикини башлап сөһбәткә қатнишидикән. Һалбуки, бу нөвәтлик сөһбәтниң қәйәрдә елип берилидиғанлиқи техи ашкариланмиған.

Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси тәнзин таклһа мәзкур сөһбәт һәққидә тохтилип: " биз хитайлар билән учришимиз. Бу өз - ара бирликкә кәлгән һәл қилиш чариси тепишниң муһим қәдәм басқучи" дегән. У йәнә, далай ламаниң тибәт мәсилисини сөһбәт билән һәл қилиштин ибарәт мәйданиниң өзгәрмигәнликини тәкитлигән.

Илгири тибәт сәргәрдан һөкүмити билән хитай даирилири арисида 8 қетим сөһбәт өткүзүлгән, әмма һазирғичә, улар пикир бирлики һасил қилалмиған иди.

Далай лама тибәткә алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини давамлиқ тәкитләп келиватқан болсиму, лекин хитай даирилири далай ламаниң тибәтни хитайдин айрип чиқип кетиш мәқсити барлиқида чиң туруп кәлмәктә иди.

Тибәтләрниң роһини даһийси далай лама, америка президенти обаманиң тибәт мәсилисигә җиддий қариғанлиқи вә хитай даирилири билән өткүзүлгән сөһбәтләрдә, мәйли җамаәт алдида болмисун вә мәйли пәрдә арқисида болмисун, өзиниң тибәт мәсилисидики мәйданини кәскин һалда оттуриға қоюп кәлгәнликини тәриплигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.