Түркийә ташқи ишлар министири давут оғлу қәшқәр вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә зиярәттә болиду

Түркийә ташқи ишлар министири давут оғлу келәр һәптидә хитай ташқи ишлар министири яң җечиниң рәсмий тәклипи бойичә хитайни зиярәт қилип, икки дөләт мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштуриду.
Мухбиримиз үмидвар
2010.10.24

Давут оғлу бу сәпиридә мәхсус уйғур елиға келип, қәшқәр вә үрүмчи шәһәрлирини зиярәт қилидикән.

Бу хәвәр түркийә вә хитай мәтбуатлири тәрипидин тарқитилғандин кейин, уйғур елиниң ичи - сиртидики бир қисим уйғурчә тор бәтләрму бу һәқтә учур елан қилди. Мәзкур сәпәр хитай баш министири вен җябав йеқинда түркийини зиярәт қилип, икки дөләт арисида 8 парчә келишим имзалиған һәмдә икки дөләт мунасивәтлири рәсмий истратегийилик шериклик дәриҗисигә көтүрүлгәндин кейинки вәзийәттә әмәлгә ашурулуш алдида турмақта.

2009 - Йили, 6 - айда тунҗи қетим түркийә президенти абдулла гул үрүмчини зиярәт қилған һәмдә бир һәптә өткәндин кейин 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргән иди.

Түркийә баш министири тайип әрдоған шу чағда хитайни етник қирғинчилиқ вә ассимилятсийә сиясити йүргүзгәнлики билән қаттиқ әйиблигән болсиму, бирақ хитай тәрәп қаттиқ инкас қайтурмай, арқиму - арқидин түркийигә вәкилләр әвәтип, үрүмчи вәқәсидә көп сандики өлгүчиләрниң уйғурлар әмәс, бәлки хитайлар икәнликини испатлашқа тиришқан иди.

Вәқә йүз берип бир йилдин артуқ вақит өтүп, хитай билән түркийә мунасивәтлири қоюқлишиш һалитигә кәлди. Түркийә тәрәп болса, хитайға уйғурларни икки дөләт мунасивәтлиридики көврүк қилиш тәшәббусини оттуриға қойған.
 
Бу түркийә ташқи ишлар министириниң тунҗи қетим мәһмуд қәшқәриниң юртини зиярәт қилиши болуп һесаблинидикән.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.