Түркийә инсан һәқлири тәшкилати хитай һөкүмитини инсанийәткә қарши туруш җинайити билән әйибләп сотқа әрз сунди
Радиомизниң түркийидә турушлуқ мухбириниң игилишигә қариғанда, мәзкур тәшкилат хитай үстидин истанбул сотиға әрз сунуштин илгири ахбарат елан қилиш йиғини чақирған болуп, тәшкилатниң истанбул тармиқи рәһбири көк дәмир " хитай һөкүмити уйғурлар үстидин қирғинчилиқ елип барди, шуңа биз истанбулдики җумһурийәтлик алий сотиниң хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқ җинайити үстидин әйибләш елип беришини тәләп қилимиз ," дегән.
Темир мухбирларға бәргән баянатида йәнә "хитайниң шәрқий түркистандики елип барған қилмиши инсаний қирғинчилиқ, хитай һөкүмити йерим әсирдин буян уйғурларни ирқий җәһәттин ассимилятсийә қилиштин йәниму илгириләп ирқий қирғинчилиқ қилиш басқучиға өтти. Уйғур түрклири узақ мәзгилдин буян хитайниң бесими астида яшимақта, болупму 5 - июл үрүмчи вәқәсидин буян хитай даирилири намайишчи уйғурларға оқ чиқарди, түрлүк һәрбий қоралларни ишлитип бастурди, әмма хәлқара җәмийәт буниңға сүкүт билән қарап турмақта . Биз түркийә сотиниң қануний күчигә тайинип хитайниң җинайити үстидин сот ечишини үмид қилимиз," дегән.
Темир баянатиниң ахирида йәнә, инсан һәқлиригә ишинидиған инсанлар һаятиниң бүйүклүкигә ишинидиған түркийиниң һәр қайси өлкилириниң хитай әмәлдарлири үстидин сотқа әрз сунушини тәшәббус қилған.
Бу йил 5 - айда испанийә алий соти хитай компартийисиниң уйғур елигә қойған секретари ваң лечуәнни инсанийәт қарши җинайәт билән әйиблигән иди.