Бейҗиңда пичақ билән адәм өлтүрүш вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз әркин
2009.09.18
2009.09.18
Хәвәрләргә қариғанда, вәқә туғдурғучи киши 46 яшлардики җаң җйәнфей исимлик бир киши болуп, у 14 адәмни пичақ билән яриландурғандин кейин сақчилар тәрипидин тутувелинған. Бейҗиң шәһәрлик сақчи идарисиниң шинхуа агентлиқиға ашкарилишичә, яридарларниң ичидики 2 сақчи қутқузуш үнүм бәрмәй өлгән. яриланғанлар арисида балилар, аяллар вә қерилар бар икән.
Вәқә 17 - числа кәч саәт 6:45 өткәндә йүз бәргән болуп, вәқә садир қилғучи қолидики он нәччә сантиметирлиқ пичақ билән учриған адәмгә пичақ уруп маңған. Хоңкоңдики бәзи мәтбуатлар вәқә садир қилғучиларниң 3 киши икәнликини билдүргән. Сақчилар болса бир кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилди. Вәқә йүз бәргәндин кейин даириләр дасалән сода кочиси вә тйәнәнмен әтрапидики районларни қамал қилған.
Хитай мәтбуатлириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, сақчи даирилириниң бу вәқәни террорлуқ һуҗум қатариға киргүзмәй адәттики бир җинайи ишлар қилмиши қатарида бир тәрәп қиливатқанлиқини илгири сүргән.