Вашингтонда 5-июл вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлди
2012.07.02
Намайишта алди билән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим сөз қилип, хитайниң 2009-йили 5-июл күнидики намайишчиларни қанлиқ бастурғанлиқини қаттиқ әйиблиди, у сөзидә 5-июл вәқәсидә өлгән вә яриланғанларни әсләп өтүп, шеһит вә мәһбусларға вә уларниң аилә-тавабиатлириға һөрмәт билдүрди.
Намайишчилар намайиш давамида “террорсит хитай”, “шәрқи түркистанға азадлиқ!” қатарлиқ шоарларни товлап әтрапни ләрзигә кәлтүрди. Намайиш чүштин кейин саәт 2дин 4кә қәдәр давамлашти. Намайишни радиомиз, тор телевизийиси арқилиқ 2 саәт бойичә нәқ мәйдандин хәвәр қилди. Мәлум болушичә, 5-июл вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш намайиши дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға асасән елип берилған; бу чақириққа асасән йәнә, алдимиздики күнләрдә лондон, стокһулим, париж, токйо, ослу, милборин, торунто, истанбул қатарлиқ 18 шәһәрдә өткүзүлиду.