Тйәнәнмен вәқәсидә америкиға қечип кәлгән өктичи ялған исим билән вәтинигә қайтти
2013.01.13
Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тйәнәнмен вәқәсидә чәтәлгә қечип кәткән даңлиқ оқуғучилар һәрикити рәһбәрлири өз вәтинигә қайтишқа рухсәт қилинмиған әһвал астида ву ренхуаниң хитайға берип келиши көп тәсир қозғиған. Ву ренхуа өзиниң қандақ усул билән хитайға барғанлиқини ашкарилиған болуп, у америка паспортиға инглизчә исим ишләткән, хитай чегрисидикиләр униңдин хитайчә исим тәләп қилғанда ялған исим қолланған һәмдә чегридин киришкә рухсәт қилинған.
Тйәнәнмен һәрикитиниң рәһбәрлиридин өркәш дөләт алдинқи йили юртиға қайтип, ата - анисини көрүшни тәләп қилғанда хитай рухсәт қилмиған, чәтәлләрдики хитай өктичилири вәтинигә қайтиш һәрикити қозғиған болуп, бейҗиң һөкүмити уларниң вәтинигә қанунлуқ қайтишини изчил рәт қилип кәлгән иди.