Хитайниң дөләт байрими күни хоңкоң вә маковда наразилиқ намайиши болди
2012.10.02
Бу күни чәтәлләрдики уйғур, тибәт һәм хитай демократлири хитай әлчиханилири алдида наразилиқ намайиши өткүзгәндин башқа, хоңкоң һәм маковдики бир қисим тәшкилатлар вә амма хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишлири уюштурди.
1997-Йили хоңкоң, 1999-йили маков өткүзүвелинғандин кейин, хитай һөкүмити “хоңкоң вә маковда бир дөләт икки хил түзүм йүргүзүлиду” дәп елан қилған болсиму, әмма көзәткүчиләр бу районлардики пуқраларниң кишилик һоқуқ әркинликиниң барғанчә көп чәклимиләргә учраватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 1-өктәбир күни хоңкоңда елип берилған наразилиқ намайишиға қатнашқан тәшкилатлар вә пуқралар йиллардикидин көпәйгән. Намайишчилар өз шоарлирида хитайда демократийиниң боғулуп, пуқраларниң кишилик һоқуқиниң барғанчә начарлишиватқанлиқини әйибләп, лю шавбо қатарлиқ сиясий җинайәтчиләрни қоюп беришни тәләп қилған. Намайишчилар йәнә йеқинда хоңкоңдики мәктәпләрдә елип бериливатқан хитай коммунист һөкүмитиниң “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” гиму наразилиқ билдүргән.