Хитай 2012 - йилға қәдәр уйғур ели маарипни қош тиллаштурушни %85 тин ашурмақчи
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.11.25
2008.11.25
Хитай һөкүмити уйғур елиниң қош тил маарипиға аҗратқан бу мәхсус мәблиғи билән 2012 - йилға барғанда уйғур елидә аз санлиқ милләт маарипиниң қош тиллаштурулушини %85 тин ашурушни пиланлиған. Болупму мәбләғниң көп қисми уйғур елидә қош тил йәслилирини қурушқа сәрп қилинидиған болуп, буниң билән аз санлиқ милләт балилириниң дәсләпки аң тәрбийисидин башлапла хитай тилини өгинишини омумлаштуридикән.
Буниң билән тәң йәнә, хитай һөкүмити,хитай өлкилиридә ечилған "шинҗаң толуқ оттура синиплири"ға һәмдә уйғур ели ичидики хитай мәктәплиригә ечилған толуқсиз оттура синиплириға қобул қилинидиған оқуғучилар көлимини ашурушни он биринчи бәш йиллиқ пиланиға киргүзгән.
Йәни бу йилдин башлап хитай өлкилиридики шинҗаң синиплириға йәнә 1000 оқуғучи көпәйтип қобул қилинғандин башқа, уйғур елидики хитай оттура мәктәплиридә тәсис қилинған толуқсиз оттура синиплирида оқутилидиған аз санлиқ милләт балилириниң санини 8000 гә йәткүзмәкчи.
Нөвәттә, уйғур елиниң барлиқ йеза - кәнт, қишлақлиридиму қош тиллиқ йәслиләр қурулуватқан болуп, йәрлик даириләр қош тиллиқ йәслиләрдә оқутулмиған балиларниң, оқуш йешиға тошқандиму мәктәпкә қобул қилинмайдиғанлиқ шәрти билән ата - аниларни балилирини үч яштин башлап хитайчә оқутилидиған қош тил йәслилиригә апирип беришкә мәҗбур қилмақта икән.