Хитай - тәйвән ишлири җәмийитиниң рәиси тәйвәндә намайишқа дучкәлди
Мухбиримиз җүмә
2008.11.03
2008.11.03
Хитай - тәйвән ишлири җәмийитиниң рәиси чен йүлин тәйбей хәлқаралиқ айродромиға йетип келип узун өтмәйла тәйвән мустәқиллиқини қоллайдиған миңлиған амма ченниң тәйвән зияритигә қарши намайиш башлиған.
Чен йүлин тәйбейдики "гранд" меһманханисиға чүшкән болуп, мәлум болушичә, мәзкур меһманхана алдида намайиш қилған бир гуруппа кишиләр мәзкур меһманханиниң 7 - қәвәт темиға " бандит чен йүлин йоқал бу йәрдин !" дегән шоарни йезип қойған. Әмма, сақчилар намайишчиларни бесиқтурмиған.
Чен тәйвәндә 5 күн зиярәттә болидиған болуп, униң бу нөвәтлик зияритиниң асасий мәқсити тәйвән - хитай сода мунасивәтлирини илгири сүрүш икән.
Хәвәрләргә қариғанда, тәйвәндики мустәқилчи партийә демократик тәрәққият партийисиниң икки миңға йеқин әзаси дүшәнбә күни кәчтә тәйвән парламент бинасиниң алдиға йиғилип, ченниң тәйвән зияритигә қариши намайиш қилған.