Җав тоң шәһиридә йәрлик амма сақчилар билән тоқунушқан
Мухбиримиз ирадә
2010.11.04
2010.11.04
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни нәччә йүзлигән амма кочиларға чиқип шу җайда елип бериливатқан ташйол қурулушиға қарши намайиш қилған. Намайиш җәрянида улар сақчиларниң қаршилиқиға дуч кәлгән болуп, қаттиқ ғәзәпләнгән амма қоллириға калтәк - тоқмақларни елип, қурулуш аптомобиллири вә сақчи машинилириға һуҗум қилған.
Улар йәнә қурулуш ишчилирини урған. Вәқәдә 20 дин артуқ киши яриланған, 48 аптомобил кардин чиққан.
Игилинишичә, шәһәр аһалиси ташйол қурулушиға нарази болғанниң сиртида, һөкүмәт бәргән төләмгә рази болмиған икән. Җав тоң шәһәрлик һөкүмәт қораллиқ сақчиларни ишқа селиш арқилиқ вәқәни тинҗитқан. Әмма хәвәрдә шәһәрлик һөкүмәтниң амминиң дәрдини аңлиған яки аңлимиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ.