Хоңкоңда 5 нәпәр парламент әзаси истипа бәрди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.26
2010.01.26
Хоңкоңниң нөвәттики түзүми бойичә, хоңкоң парламентида нөвәттә 60 әза болуп, буниң пәқәт 30 нәпири сайлам арқилиқ вуҗудқа келиду. Қалғанлири һәрқайси кәспий саһәләр тәрипидин тәйинлиниду; хоңкоңниң район башлиғи 800 кишилик сайлам комитети әзалири тәрипидин сайлиниду; әмма сайлам комитети әзалири бейҗиң тәрипидин тәйинлиниду.
Шуңа хоңкоңдики демократчилар, хоңкоңда омуми сайлам елип берилишни тәләп қилмақта. Бейҗиң болса, хоңкоңда омуми парламент сайлимини 2020 - йили, район башлиғи сайлимини 2017 - йили өткүзүшкә қошулған.
Бүгүн хоңкоң район башлиғи даналд таң, бәш нәпәр парламент әзасиниң истипасидин әпсусланғанлиқини билдүрүш билән биллә, уларниң омуми сайлам вә аммиви аваз бериш тәләплириниң қануни асасий йоқлуқини баян қилған.
Буниңға қарита хоңкоң авам партийиси инкас қайтуруп, демократийигә һәқиқи ишәнгүчиләрни сайламдин қорқмаслиққа чақирған. Нөвәттә хоңкоң парламентида демокиратларниң сани аз болғачқа, парламент қарарлирида бейҗиң тәрәпдари вәкилләр үстүнлүкни игилимәктә.