Қазақистандики йәр тәврәш ғулҗа қатарлиқ җайларға қаттиқ тәсир көрсәтти

28‏-январ кечә саәт 10:38 дә қазақистан, қирғизистан вә уйғур ели өз-ара чегрилинидиған тағлиқ районда йүз бәргән 6 бал йәр тәврәш вә қалдуқ йәр тәврәш или вә ақсуниң бир қисим наһийилиригә қаттиқ тәсир көрсәткән. Лекин қазақистан тәрәп тәврәш дәриҗисини 1.6 Бал билән 3.6 Бал арилиқида дәп елан қилған.
Мухбиримиз әркин
2013.01.30

Итай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, юқириқи икки вилайәткә қарашлиқ моңғулкүрә, кәлпин, ават, онсу қатарлиқ 5 наһийә вә шәһәрдә 20 миң 400 дин артуқ адәм апәткә учриған. 3 Миң 200 дин артуқ қору, 7 миң 400 еғиздин артуқ өй талапәткә учриған. Даириләр иқтисади зиянниң 60 милйондин ешип кетидиғанлиқини елан қилди.

Америка геологийилик тәкшүрүш орниниң билдүрүшичә, йәр тәврәш мәркизи қазақистан, қирғизистан вә уйғур ели чеграсидики тағлиқ районда болсиму, бирақ қазақистанниң алмаата шәһиригә тәсир қилған.

Алмаата шәһиридә бир қисим биналарниң тәсиргә учриғанлиқи мәлум болсиму, йәр тәврәшниң қирғизистан тәрәпкә қандақ тәсир қилғанлиқи һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ учур йоқ.

Хитай ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән вә аптоном районниң рәиси нур бәкриниң йәр тәврәш йүз бәргән районларға телефон қилип, һал сориғанлиқи вә әһвал игилигәнликини билдүргән болсиму, бирақ даириләрниң апәткә учриған 20 миңдин пуқраға қандақ ярдәм қилғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.