Америка вә хитай уйғур елидә көрүлгән йәр тәврәш һәққидә пәрқлиқ учур тарқатти
Мухбиримиз җүмә
2012.09.22
2012.09.22
Америка геологийилик тәкшүрүш вә йәр тәврәшни йирақтин өлчәш идарисиниң мәлуматиға қариғанда, уйғур елиниң атуш тәвәсидә 21 - авғуст кәчқурун 4.5 Бал йәр тәвригән.
Учурда берилгән хәритә коорденатиға қариғанда йәр тәврәш шу җай вақит чүштин кейин саәт 4 тин 9 минут өткәндә атушниң ақчи наһийә базириға 9 километир келидиған җайда көрүлгән.
Учурда бу нөвәтлик тәврәшниң чоңқурлуқи 11 километир дәп көрситилгән.
Һалбуки, хитай “хәлқ тори” да хитай йәр тәврәшни өлчәш мәркизидин нәқил елип йәр тәврәш чоңқурлуқи 9 километир, тәврәш дәриҗиси 4 бал, дәп хәвәр қилинди.
Һазирчә мәзкур тәврәшниң йәрлик аһалиләргә қанчилик дәхли йәткүзгәнлики вә салған зиянлири һәққидә мәлумат йоқ.